тиканиң пидаийлири сомали дохтурханилирида хизмәт қилди

түрк һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) ниң пидаий оқуғучилири сомалидики дохтурханиларда ишләп, бимарларниң дәрдигә дәрман болди.

1026851
тиканиң пидаийлири сомали дохтурханилирида хизмәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «өзара тәҗрибә алмаштуруш пирограммиси» даирисидә, көпинчиси сәһийә билимлиридә оқуған оқуғучилардин тәшкилләнгән пидаий гуруппа, сомалидики рәҗәп таййип әрдоған дохтурханиси билән кейсаней дохтурханисида тәкшүрүш вә тәтқиқ қилишта болуп, бимарларға диагиноз қойди.

пидаий гуруппа алди билән рәҗәп таййип әрдоған дохтурханисиниң башлиқи мустафа чопурниң лексийәсини аңлиди, арқидин дохтурханида тәкшүрүштә болуп, тәпсилий мәлумат игилиди. җиддий қутқузуш, урологийә, оператсийә бөлүмлиридики дохтурларниң һәмраһлиқида кесәлләрни тәтқиқ қилип, бимарларға диагиноз қойди вә уларниң кесәл әһвалиға қулақ салди.

пайтәхт муқдишуға җайлашқан 100 карватлиқ кейсаней дохтурханисиниму зийарәт қилған пидаий гуруппа, түркийә сәһийә министирлиқиниң башқурушидики рәҗәп таййип әрдоған дохтурханиси билән сомали дохтурханилирини өзара селиштуруш имканийитигә игә болди.

түркийәдики охшимиған алий билим йуртлирида оқуватқан оқуғучиларниң, африқа, асийа, балқан райони вә оттура шәрқ қатарлиқ тика паалийәт қиливатқан кәң җуғрапийәгә җайлашқан дөләтләрдики йашлар билән өзара тәҗрибә алмаштурушни өз ичигә алған пирограмма, оқуғучиларниң дөләтләр арисида достлуқ мунасивити қурушни мәқсәт қилиду.

«2018-йиллиқ өзара тәҗрибә алмаштуруш пирограммиси» даирисидә 8-сентәбиргичә 30 дөләткә баридиған тәхминән 500 оқуғучи, бу дөләтләрдики түркийә иҗтимаий тәшкилатлириниң хизмәтлирини нәқ мәйданда тәкшүрүп-тәтқиқ қилиду, 100 гә йеқин лайиһә вә паалийәткә қатнишиду.

универстет оқуғучилири тика пирограммисиниң вәсиләси билән, нигерийә. албанийә, боснийә-гертсеговина, буркина фасо, алҗирийә, җибути, чад, маракәш, гана, гирузийә, камерон, қаратағ, қазақистан, кенийә, коломбийә, ливан, македонийә, мозамбик, намбийә, өзбекстан, руменийә, сенегал, сербийә, сомали, судан, танзанийә, тунис, ийорданийә, молдова вә җәнубий африқани зийарәт қилиду.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر