җустинианус көврүки, б д т дунйа мираслири тизимликигә кирди

сакарйаниң тарихий йадикарлиқлириниң бири болған җустинианус көврүки, б д т маарип, илим – пән вә мәдәнийәт тәшкилатиниң дунйа мираслири мувәққәт тизимликигә кирди.

985389
җустинианус көврүки, б д т дунйа мираслири тизимликигә кирди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдин 78 йадикарлиқниң исми киргүзүлгән б д т маарип, илим – пән вә мәдәнийәт тәшкилатиниң дунйа мираслири мувәққәт тизимликигә җустинианус көврүкиниңму киргүзүлүши үчүн узун мәзгил тиришчанлиқ көрсәткәнликлирини билдүргән сәрдиван шәһәрлик һөкүмәт башлиқи йусуф аләмдар, «бу һәшәмәтлик қурулушни өзигә лайиқ қиммәткә игә қилиш үчүн бир тәрәптин тиришчанлиқ көрсәткән болсақ, йәнә бир тәрәптин 1500 йиллиқ тарихий сәпәрниң һекайисини һөҗҗәтлик филим қилип ишләп, бу йәрдики мәниви қиммәтни дунйави тилда байан қилишқа тириштуқ. көплигән тарихий вәқәләргә гуваһ болған җустинианус көврүкини қайтидин инсанийәткә беғишлап, кәлгүси әвладлиримизға йәткүзүшини халаймиз. буниң басқучлириниң бири болған мувәққәт тизимликкә кириш арқилиқ нишанимизға йәнә бир қәдәм йеқинлашқан болдуқ» деди.

аләмдар, көврүкниң пүткүл инсанийәтниң ортақ мираси, дәп қобул қилинидиған болушидин пәвқуладдә хушаллиқ һес қилғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر