камбириҗ университети түркчә өгитишкә башлиди

әнглийәниң дунйави нопузға игә маарип органлириниң бири һесаблинидиған камбириҗ университетида түрк тили өгитилишкә башлиди.

915264
камбириҗ университети түркчә өгитишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: камбириҗ университетиниң тил өгитиш мәркизидики тәлим – тәрбийә лондон йунус әмрә институтиниң һәмкарлишиши билән арқисида елип берилиду؛ лондон йунус әмрә институти мудири доктор мәһмәт қарақуш, ташланған бу қәдәмниң наһайити муһим икәнликини, башқа университетлардиму түрк тилиниң өгитилишини қолға кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини қәйт қилди.

«British Council» ниң алдинқи йиллардики бир тәкшүрүш нәтиҗиси, түркчиниң алдимиздики 20 йил ичидә дунйаниң әң муһим 10 тилиниң биригә айлинидиғанлиқини көрситип бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر