тесла марсқа ток аптомобил әвәтти

америка аләм қатнаш вастилири вә ракета ишләпчиқириш ширкити спейс екс (SpaceX) дунйадики әң күчлүк фалкон хеви (Falcon Heavy) ни аләмгә қойуп бәрди.

905192
тесла марсқа ток аптомобил әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: тесла (Tesla) ширкитиниң башлиқи вә спейс ексниң қурғучиси милйардер карханичи елон мускниң ракетаси, флорида иштатидики кеннидий аләм мәркизидин бихәтәр һалда қойуп берилди. хеви фалкон ракетасиниң ичигә тесла ширкити йасиған тәнтәрбийә ток аптомобили орунлаштурулди вә аптомобил орундуқиға астрономларниң кийми кийдүрүлгән модел қойулди. фалкон хеви марсқа қарап илгирилиди. қойуп берилип, қисқиғинә вақит өткәндин кейин, капсулдин айрилған икки ракета йәршариға қайтип кәлди. үчинчи ракета болса, атлантик окйан тәвәликигә чүшиду. йәршариға қайтип кәлгән бу ракеталарни қайта ишләткили болиду.

хеви фалкон ракетаси америка аләм қатниши идариси наса (NASA) бундин 45 йил бурун айға әвәткән тунҗи адәм чүшкән ракетадин кейин, хусусий бир ширкәт тәрипидин аләмгә қойуп берилгән әң күчлүк ракета болуш алаһидиликигә игә.

тәхминән 100 миңдин артуқ адәм спейс екс ракетасиниң қойуп берилиш җәрйанини көрүш үчүн районға сәл болуп ақти, милйонларчә адәм ракетаниң қойуп берилишини нәқ мәйдан телевизийә пирограммиси арқилиқ көрди.

капсулниң қуйаш орбитасида йүзләчә йил, һәтта милйонларчә йил айлинидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر