боздағ: «тирилиш - әртуғрул» филими ишлиниду

телевизийә тийатири «тирилиш – әртуғрул»ниң рижессори мәһмәт боздағ, йеқинда даңлиқ телевизийә тийатириниң филиминиң ишлинидиғанлиқини билдүрди.

840939
боздағ: «тирилиш - әртуғрул» филими ишлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: «тирилиш – әртуғрул» ниң филими ишлиниду؛ қисқа вақит ичидила пүткүл түркийәниң қәлб төридин орун алған телевизийә тийатири «тирилиш – әртуғрул»ниң рижессори мәһмәт боздағ, йеқинда даңлиқ телевизийә тийатириниң филиминиң ишлинидиғанлиқини билдүрди.

«тирилиш – әртуғрул» телевизийә тийатириниң рижессори мәһмәт боздағ, бир медийа оргининиң «тирилиш» ниң филими ишлинәмду? дегән соалиға «тирилиш – әртуғрул> ни үч мәвсумлуқ һаләттә пиланлиғанидим. бирақ, күчлүк қизиқишни көрүп, 4 – мәвсумму давамлаштурушни қарар қилдуқ. әртуғрул йәнә бир мәвсум давамлишиду.  несип болса, <тирилиш – осман> бөлүмигә өтүшни пиланлаватимән. <тирилиш> ниң филимиму ишлиниду» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر