17 йашлиқ түрк қизиниң фотограф көргәзмиси алқишқа еришти

америкида йашаватқан 17 йашлиқ синәм оғузниң түркийәдә йашаватқан сүрийәлик мусапирларни мәзмун қилған фотограф көргәзмиси кишиләрниң алқишиға сазавәр болди.

698247
17 йашлиқ түрк қизиниң фотограф көргәзмиси алқишқа еришти

түркийә авази радийоси хәвири: синәм оғуз тартқан фотографлар нийу йоркта « TurkofAmerica» журнили уйуштурған 40 йаштин төвән тәсири күчлүк 40 түрк йаш» мукапат мурасимида көргәзмигә қойулди. у тартқан түркийәниң шанлиурфа вилайитидики мусапирлар лагеридики сүрийәлик айал вә балиларниң фотографлири, америка конгрәсидиму көргәзмигә қойулған иди. америка конгрәсидә өткүзүлгән «чеграда: сүрийәлик айаллар вә балилар» намлиқ көргәзмә, конгрә әзалирини өз ичигә алған нурғун иштиракчиларниң диққитини тартқан иди.

буниңдин башқа, синәм оғузниң фотографлири пайтәхт вашингтонда икки айрим җайда өткүзүлгән паалийәттиму сәнәтхумарлар билән йүз көрүшкән иди.

синәм оғуз түркийәниң мусапирларға қиливатқан йардәмлирини пүткүл дунйаға чүшәндүрүшни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди. у: «кичик балиларниң күлүмсиришини рәсимгә тартивелишни үмид қилдим, бу мән үчүн наһайити муһим иди. америкилиқлар фотографларға иҗабий баһа бәрди» деди.

у мушу йил (2017) ичидә б д т ниң нийу йорктики баш мәркизини өз ичигә алған америкиниң нурғун җайлирида сәнәтхумарлар билән учришишни давамлаштуридиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر