америка украинаға 2 милйард доллар йардәм бериду

америка қошма иштатлири украинаға 2 милйард доллар йардәм бериду.

2140106
америка украинаға 2 милйард доллар йардәм бериду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антоний блинкен, вашингтонниң украинаға 2 милйард долларлиқ оттура вә узун муддәтлик чәт әл һәрбий йардәм бериш пиланини тәстиқлиғанлиқини елан қилди.

украинада дөләт ишлири зийаритидә болған министир антоний блинкен, икки дөләтниң бихәтәрлик келишими түзүш үстидә издиниватқанлиқини, бу келишимниң «наһайити қисқа вақит ичидә» тамамлинидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر