шотландийәниң мусулман баш министири истепа бәрди

шотландийә баш министири вә шотландийә мәмликәтлик партийәси (SNP) ниң рәһбири һәмзә йусуф һоқуқидин истепа бәрди.

2133486
шотландийәниң мусулман баш министири истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: шотландийә баш министири һәмзә йусуф шотландийә мәркизи единбургдики баш министирлиқ мәһкимисидә ахбарат елан қилип, баш министирлиқ һоқуқидин вә партийәсиниң рәһбәрликидинму истепа беридиғанлиқини билдүрди.

у өткән һәптә партийәси билән һөкүмәттики шерики йешиллар партийәси оттурисида һоқуқ бөлүшүш келишимини ахирлаштурғанлиқлирини әскәртип, йешиллар партийәси сәвәб болған үмидсизликини алдин пәрәз қилалмиғанлиқлирини қәйт қилди.

у һоқуқ тутуш үчүн пиринсиплардин ваз кәчмәйдиғанлиқлирини, келишим билән ишәнч авазиға еришишниң мумкинликини, әмма һәптә ахиридики вәзийәтни ойлиғандин кейин, истепа беришни қарар қилғанлиқини, орниға йеңи баш министир сайланғичә вәзиписини давамлаштуридиғанлиқини әскәртти.

у шотландийә баш министири болушниң өзи үчүн чоң шәрәп икәнликини вә шотландийәниң әнглийәдин айрилип мустәқил болушиға йеқин һес қилиниватқан бир вақитта, һоқуқидин истепа бәргәнликини тәкитлиди.

у: «парламент әзаси болуш сүпитим билән, дунйаниң көзи алдида әң қорқунчлиқ инсаний тирагедийәләрни баштин кәчүрүватқан ғәззәгә охшаш дөләт ичи вә сиртида авазини аңлиталмайватқанларниң авази болимән, партийәмниң хизмәтлириниму йеқиндин қоллаймән, болупму шотландийәниң мустәқиллиқини давамлиқ қоллаймән» деди.

өткән һәптә шотландийә мәмликәтлик партийәси билән йешиллар партийәси булғима қойуп бериш пиланида көрүлгән ихтилаптин кейин 3 йил давамлашқан иттипақ бузулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر