шималий корейә чеградики һәрбийләрдин халийлаштурулған битәрәп районға мина көмди

шималий корейә икки корейәни бир-биригә туташтуридиған вә һәрбийләрдин халийлаштурулған битәрәп районниң йоллириға мина көмди.

2133259
шималий корейә чеградики һәрбийләрдин халийлаштурулған битәрәп районға мина көмди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, җәнубий корейә һәрбий әмәлдарлири икки корейәни би-биригә туташтуридиған вә һәрбийләрдин халийлаштурулған битәрәп районниң йоллириға шималий корейәниң мина көмгәнликини байқиғанлиқини елан қилған.

бу икки дөләт оттурисидики чегра һалқиған йолларни тақаш даирисидә, шималий корейә тәрипидин ташланған ахирқи қәдәмләрниң бири болған.

шималий корейәниң өткән йили (2023) му икки дөләт чеграсидики чеорвондики арровһед чоққиси әтрапидики битәрәп районниң йоллириға мина көмгәнлики байқалған иди.

өткән йили декабирда шималий корейә рәһбири ким җоңун кәскин пәрман чүшүрүп, гйуңйүй ташйолини тақашни өз ичигә алған һалда икки дөләт чеграсидики барлиқ улинишни үзүп ташлиған иди.

шималий корейә 18 - апрел (2024) да, корейәликләр ара йаришиш мусаписиниң бир қисми сүпитидә, 2004 - йили қурулған вә кейин әмәлдин қалдурулған кайсоң санаәт мәйданидин кумгаңсан теғиға тутишидиған йоллардики коча чирағлириниң һәммисини елип ташлиған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر