исраилийәлик әсирләрниң йеқин – йоруқлири нетанйаһуға қарши намайиш қилди

ғәззә районида әсиргә чүшүп қалған исраилийәликләрниң йеқин – йоруқлири исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһуниң ғәрбий қуддустики туралғусиниң алдида намайиш өткүзди.

2131971
исраилийәлик әсирләрниң йеқин – йоруқлири нетанйаһуға қарши намайиш қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹Yediot Ahronot› гезити» ниң хәвәр қилишичә, намайишчилар нетанйаһу һөкүмитини тутқунларни қайтуруш келишкә чақирған.

намайишчилар ғәззәдики әсирләрниң қойуп берилиши үчүн дәрһал келишим түзүлүши вә вә исраилийәдә муддәттин бурун сайлам өткүзүлүшини тәләп қилған һәмдә нетанйаһу һөкүмитини келишимни тосалғу болуш билән әйибләп  вәзиписидин истепа беришини тәләп қилған.

намайишчилар йәнә ашқун оңчил дөләт бихәтәрлик министири итамар бен - гвир бир паалийәткә қатнишиватқан йәһудийлар сәнәт музейи җайлашқан бинаниң әтрапини қоршап, униңға наразилиқ билдүргән.

исраилийә сақчилири намайишчиларни тарқитип, бен гвирни райондин йирақлаштурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر