америка полша билән голландийәгә башқурулидиған бомба сетип беришни тәстиқлиди

америка қошма иштатлири полша вә голландийәгә илғар типлиқ радийәтсийәгә қарши башқурулидиған бомба (AARGM-ER) сетип беришни тәстиқлиди.

2132027
америка полша билән голландийәгә башқурулидиған бомба сетип беришни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, полша вә голландийәдин ибарәт икки йавропа дөлитигә кеңәйтилгән  мәнзилгә игә илғарт типтики радиатсийәгә қарши башқурулидиған бомба сетип беришниң тәстиқланғанлиқини уқтурди.

полша 1 милйард 200 милйон долларлиқ 360 данә радарға қарши башқурулидиған бомба, голландийә болса, 700 милйон доллар қиммитидә 265 данә башқурулидиған бомба тәләп қилғаниди.

йавропа дөләтлириниң мудапиә иқтидарини ашуруш үчүн, сетивалмақчи болған башқурулидиған бомбиларниң AGM-88 HARM типлиқ радарға қарши башқурулидиған бомбиниң һәқиқий уруш шараитида ишлитилидиған илғар нусхиси икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر