әрәб әллири иттипақи америка билән йавропани исраилийәгә қорал експорт қилмаслиққа чақирди

әрәб әллири иттипақи америка қошма иштатлири вә йавропа иттипақиға әза дөләтләрни исраилийәгә қорал-йарағ вә оқ-дора експортини тохтитишқа чақирди.

2132025
әрәб әллири иттипақи америка билән йавропани исраилийәгә қорал експорт қилмаслиққа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: әрәб әллири иттипақи даимий вәкилләр дәриҗилик җиддий йиғин чақирип, исраилийә армийәси 202 күндин буйан һуҗум қилишни давамлаштуруватқан ғәззәдики өзгиришләрни музакирә қилди.

мисир рәсмий хәвәр агентлиқи  «MENA» ниң хәвиригә қариғанда, әрәб әллири иттипақи исраилийәниң ғәззә, ғәрбий қирғақ (ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи) вә мәсҗиди әқсадики пәләстин хәлқигә қаратқан һуҗумлири вә ирқий қирғинчилиқ җинайитини давамлаштурушини қаттиқ әйиблигән.

исраилийә армийәсиниң рәфаһ шәһиригә һуҗум қилиш муддиасиниң пәләстин хәлқигә қаритилған йеңи бир қирғинчилиқтин дерәк беридиғанлиқини оттуриға қойуп агаһландурған әрәб әллири иттипақи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңишиниң <исраилийәниң уруш тохтитиш қарариға риайә қилиши вә инсанпәрвәрлик йардәмләрниң йәткүзүлүшигә капаләтлик қилишини мәзмун қилған б д т низамнамисиниң 7-бабидики маддиларға асасән йәнә бир қетим қарар чиқириши>ни тәләп қилған.

әрәб әллири иттипақи америка қошма иштатлириниң пәләстинниң б д т ға толуқ әза болуш илтимасини рәт қилишини әйибләп, америка вә йавропа иттипақи дөләтлирини исраилийәгә қорал-йарағ вә оқ-дора експортини тохтитишқа һәмдә исраилийәниң пәләстин хәлқигә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүштә ишлитиватқан учқучисиз һава аппаратлирини ишләпчиқириш түрлирини мәбләғ билән тәминләштин ваз кечишкә чақирған.

исраилийә армийәсиниң 2023-йили 7-өктәбирдин буйан давамлаштуруватқан ғәззә һуҗумлирида қаза қилған пәләстинликләр сани14685 и кичик бала, 9760и айал болуп, җәмий 34262 гә, йариланғанлар сани 77229 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر