байдин чәт дөләтләргә қилинидиған һәрбий йардәм пиланини тәстиқлиди

америка пирезиденти җо байдин украинаға 61 милйард доллар, исраилийәгә 26 милйард доллар һәрбий йардәм беришни өз ичигә алған 95 милйард долларлиқ чәт әл йардәм пиланини имзалиди.

2131925
байдин чәт дөләтләргә қилинидиған һәрбий йардәм пиланини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири:  пирезидент җо байдин ақсарайда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америка дөләт мәҗлисидики һәр икки палатаниң мақуллуқидин өтүп алдиға кәлгән чәт әл йардәм пиланини дәрһал имзалап, украинаға йардәм әвәтишни башлайдиғанлиқлирини оттуриға қойди.

байдин американиң иттипақдашлири билән бирликтә күчлүк икәнликини, мәзкур чәт әлгә йардәм бериш пилани даирисидә украина, исраилийә вә һинди-тинч окйан райони (тәйвән) ға көрүнәрлик дәриҗидә йардәм әвәтидиғанлиқлирини тәкитлиди.

ғәззәгә һуҗум қилип миңларчә пәләстинликниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған исраилийәни шәртсиз қоллашни давамлаштуруши әйибләшкә учриған америка һөкүмити, бу қетимқи һәрбий йардәм пилани даирисидә исраилийәгә йәнә 26 милйард доллар йардәм бериду.

байдин исраилийәгә берилидиған йеңи йардәм пиланини «тел авивниң теһрандин өзини қоғдиши» дәп ақлап, «мән исраилийәниң иран вә у қоллаватқан террорчилардин өзини қоғдашқа йетидиған нәрсиләргә игә икәнликидин һәр вақит хатирҗәм болимән» деди.

исраилийә армийәси 2023-йили 7-өктәбирдин буйан давамлаштуруватқан ғәззә һуҗумлирида қаза қилған пәләстинликләр сани14685 и кичик бала, 9760и айал болуп, җәмий 34262 гә, йариланғанлар сани 77229 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر