йамайка пәләстинни рәсмий дөләт сүпитидә етирап қилидиған болди

йамайка пәләстинни рәсмий дөләт сүпитидә етирап қилидиғанлиқини елан қилди.

2131379
йамайка пәләстинни рәсмий дөләт сүпитидә етирап қилидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: йамайка дипломатийә вә ташқи сода министири камина җонсон симит ахбарат елан қилип: «йамайка узундин буйан давамлишип келиватқан (исраилийә - пәләстин оттурисидики) тоқунушни һәл қилишта бирдинбир инавәт күчигә игә таллаш сүпитидә икки дөләтлик һәл қилиш чарисини қоллап қуввәтләшни давамлаштуриду» деди.

җонсон симит тунугүн өткүзүлгән министирлар кеңиши йиғинидин кейин, пәләстинни дөләт сүпитидә рәсмий етирап қилиш қарари мақулланғанлиқини билдүрди.

райондики җиддийчиликни пәсәйтиш вә районда мәңгүлүк тинчлиқни ишқа ашуруш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни қоллашни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлигән җонсон симит, тәрәпләрни мәсилини дипломатик йоллар арқилиқ һәл қилишқа чақирди.

барбадос һөкүмитиму 20 - апрелда пәләстинни рәсмий дөләт сүпитидә етирап қилишни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر