америкадики  исраилийәгә қарши намайишта 100 дин артуқ киши қолға елинди

бир гуруппа кишиләр американиң исраилийәни қоллап қуввәтлиши вә исраилийәгә қорал сетип беришигә қарши нйуйоркта бир кеңәш палатаси әзасиниң өйи алдида намайиш өткүзди.

2131472
америкадики  исраилийәгә қарши намайишта 100 дин артуқ киши қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишта 100 дин артуқ киши қолға елинди.

америка кеңәш палатаси исраилийәгә милйардлиған долларлиқ йардәм бериш пиланини тәстиқлиғандин кейин, йәһудий паалийәтчиләрниму өз ичигә алған исраилийәгә қарши бир гуруппа кишиләр кеңәш палата әзаси чук счумерниң нйуйорктики өйиниң алдиға топланди.

«дәрһал уруш тохтитиңлар!» вә «исраилийәгә қорал сетишни тохтитиңлар!» дәп йезилған майкиларни кийгән намайишчилар кеңәш палата әзаси счумерни исраилийәгә қорал сетишниң алдини елиш үчүн қәдәм ташлашқа чақирди вә нйуйорк кочилирини қатнаштин тосуп қойди.

намайишчилар қатнашни ечишни рәт қилғандин кейин,  сақчилар 100 дин артуқ намайишчини қолға алди.

америка кеңәш палатаси тәйвәнгә 8 милйар долларлиқ, украинаға 61 милйард долларлиқ, исраилийәгә 26 милйард долларлиқ җәмий 95 милйард долларлиқ йардәм пиланини тәстиқлап, ақсарайға йоллиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر