америка-замбийә башлиқлар йиғини өткүзүлди

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи замбийә билән йеңи һәмкарлиқ келишими имзалайдиғанлиқлирини билдүрди.

2131397
америка-замбийә башлиқлар йиғини өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси биригада командири патрик райдер күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, замбийәдә 22-апрел күни башланған вә 26-апрелғичә давамлишидидиған америка қошма иштатлири – замбийә һәрбий башлиқлар йиғини һәққидә бәргән байанатида, америка қошма иштатлири билән замбийәдин башқа  африқа вә йавропадин 40 қуруқлуқ армийә қоманданиниң бир йәргә җәм болған йиғинда, академик рәһбәрләрниңму иштирак қилиши билән сақлиниватқан мәсилиләрни һәмкарлиқ асасида һәл қилиш чарә - тәдбирлири һәққидә  музакирә елип берилғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«<дөләт һалқиған мәсилиләрни районға хас чарә – тәдбирләр арқилиқ һәл қилиш> темисидики йиғинниң ахирида америка қошма иштатлири билән замбийә оттурисида йеңи һәмкарлиқ келишими имзалиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر