русийә муавин дөләт мудапиә министири қолға елинди

русийә муавин дөләт мудапиә министири тимур иванов пара елиш җинайити билән әйиблинип қолға елинди.

2131445
русийә муавин дөләт мудапиә министири қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин муавин дөләт мудапиә министири тимур ивановниң қолға елиниши тоғрисида елан қилинған байанатта, мундақ дейилди:

«русийә муавин дөләт мудапиә министири тимур иванов пара елиш җинайити билән әйиблинип қолға елинди. бу һәқтә зөрүр тәкшүрүшләр давамлашмақта.»

киремил сарийи байанатчиси дмитри песков тимур ивановниң қолға елинғанлиқи һәққидә елан қилған байанатида, бу һәқтә пирезидент виладимир путин билән дөләт мудапиә министири сергей шойгуға мәлумат берилгәнликини байан қилди.

иванов 2016-йили майда путин имзалиған пәрманға асасән муавин дөләт мудапиә министири сүпитидә вәзипигә тәйинләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر