һиндистан башқурулидиған бомба синақ қилди

һиндистан «Crystal Maze-2» намлиқ 250 километир мусапилик баллистик башқурулидиған бомбини мувәппәқийәтлик синақ қилди.

2131449
һиндистан башқурулидиған бомба синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, «Crystal Maze-2» намлиқ 250 километир мусапилик баллистик башқурулидиған бомба мувәппәқийәтлик синақ қилинған. оттура мусапилик баллистик башқурулидиған бомбиниң мувәппәқийәтлик синақ қилиниши билән наһайити зор мувәппәқийәт қолға кәлтүрүлгән болуп, бу мәзкур башқурулидиған бомбиниң мәзшғулат иқтидариниң испати икән.

һиндистан дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси бһарат бһушан бабу, аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«бу синақ мәшғулат тәййарлиқиниң, шундақла технологийәлик тәрәққийатниң намайандисидур.»

һиндистан 4-апрел күниму «Agni Prime» намлиқ йеңи әвлад йәрлик баллистик башқурулидиған бомбиниң мувәппәқийәтлик синақ қилинғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر