чили пирезиденти габриел борич: «исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлири вәһшийлик»

чили пирезиденти габриел борич исраилийәниң 7 - өктәбирдин буйан ғәззәдә давамлаштуриватқан һуҗумлирини «вәһшийлик» дәп тәриплиди.

2131413
чили пирезиденти габриел борич: «исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлири вәһшийлик»

түркийә авази радийоси хәвири: габриел борич  иҗтимаий алақә һесабида, исраилийә һуҗумида аниси, дадиси вә 4 йашлиқ ачисидин айрилип қалған бовақ сабринниң инкубатор (нәпәсләндүргүч машиниси) ичидики рәсимини һәмбәһирлиди.

чили пирезиденти габриел борич: «исраилийә һөкүмитиниң ғәззәдә қиливатқан вәһшийликидин әҗәплинишни вә ғәзәплинишни тохтатмайли! 34 миңдин артуқ адәм өлтүрүлди. һәптә ахирида өлтүрүлгән бир аниниң қорсиқидин қизи мувәппәқийәтлик  чиқирилди. әмди уруш тохтисун» деди.

габриел борич кейин пирезидентлиқ сарийи ла монедада мухбирларға байанат берип, ғәззәдики қирғинчилиқ давамлашидиғанла болса, исраилийәдин қайтуруп келингән тел авив баш әлчисиниң исраилийәгә әвәтилмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

габриел борич 7-өктәбирдики һуҗумлар үстидиму тохтилип: «һамас терорлуқ тәшкилатиниң 7-өктәбир қилғанлири шүбһисизки вәһшийләрчә иди, әмма пәләстин хәлқини буниң бәдилини төләшкә мәсул тутушқа болмайду» деди.

исраилийәниң 20 - апрелда рафаһқа қилған һуҗумида, сабрин бовақниң өйи бомбардиман қилинған вә пүтүн бир аилә йоқ қилинған иди.

чили пирезиденти борич исраилийәниң ғәззәдә давамлишиватқан һуҗумлири сәвәбидин 1 - нойабирда тел авив баш әлчисини қайтуруп кәлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر