зелениский байдин билән телефонлашти

украина пирезиденти виладимир зеленский америка пирезиденти җо байдин билән украинаға йардәм бериш қанун лайиһәси тәстиқланғандин кейин тәминлинидиған тунҗи мудапиә болиқи тоғрисида сөһбәтләшти.

2131010
зелениский байдин билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: зеленский өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, америка авам палатаси украинаға йардәм бериш пиланини тәстиқлиғандин кейин, пирезидент байдин билән телефонлашқанлиқини билдүрди.

байдинниң кеңәш палатасиниң тәстиқидин өтсә, қанунға дәрһал имза қойидиғанлиқини капаләтләндүргәнликигә ишарәт қилған зеленский: «мән җо байдинниң украинаға қилған тәврәнмәстин қоллишидин вә униң дунйави рәһбәрлик орнидин миннәтдармән» деди.

зеленский байдинға русийәниң украинаға нәччә миң данә башқурулидиған бомба, учқучисиз һава аппарати вә бомба билән қилған һава һуҗумлири һәққидә учур бәргәнликини әскәртти.

телефон сөһбити җәрйанида, украинаға йардәм бериш қануни тәстиқланғандин кейин, американиң украинани тәминләйдиған тунҗи мудапиә болиқиниңму музакирә қилинғанлиқини тәкитлигән зеленский, байдинниң бу болақниң тез вә күчлүк болидиғанлиқи, айропиланға қарши туруш, узун мусапилик қораллар вә зәмбирәкчи қисимларниң күчәйтилидиғанлиқи тоғрисида капаләт бәргәнликини билдүрди.

у йәнә, икки тәрәп оттурисида бихәтәрлик келишими имзалаш вә пат арида өткүзүлидиған тинчлиқ йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлириниңму музакирә қилғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر