исраилийә һәрбий истихбарат идарисиниң башлиқи мәғлубийитини етирап қилип истепа бәрди

исраилийә һәрбий истихбарат идарисиниң башлиқи генерал майур ахарон халива 7 - өктәбир (2023) дики һуҗумни кәлтүрүп чиқарған мәғлубийити сәвәбидин истепа беришни қарар қилди.

2130655
исраилийә һәрбий истихбарат идарисиниң башлиқи мәғлубийитини етирап қилип истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә һәрбий истихбарат идарисиниң башлиқи генерал майур халива истепанамәсини иштаб башлиқи херзи халевиға тапшурди.

халива истепанамәсидә, «мениң қоманданлиқимдики истихбарат тармақлири вәзиписини орунлийалмиди. урушниң азабини мәңгүгә көтүрүп йурүйдиған болдум, әмди җавабкарлиқни қобул қилип, вәзипәмни ахирлаштурушни халаймән» дәп йазди.  

исраилийә армийәсидә униң орниға олтуридиған кишини бәлгиләш зөрүр болғачқа, халиваниң истепанамәсиниң қачан күчкә игә болидиғанлиқи техичә намәлум.

халива 7 - өктәбирдики һуҗумдин кейин мәғлубийитини етирап қилип, истепа беришни қарар қилған исраилийәниң тунҗи йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдари болуп қалди.

исраилийә армийәсиниң 7 - өктәбирдики һуҗумни кәлтүрүп чиқарған мәғлубийити һәққидә армийә ичидә тәкшүрүш башлаш үчүн һәр қайси қоманданлиқларға йолйоруқ чүшүрүлгәнлики билдүрүлгән иди.

исраилийә армийәси тәрипидин март (2024) ниң бешида елан қилинған йазма байанатта, пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити- һамасниң һәрбий қанити иззәддин әлқассам биригадилириниң 2023 - йили 7-өктәбирдә һуҗум тәййарлиқи қиливатқанлиқини байқийалмиған йаки һуҗум қилиштин илгири йетәрлик тәдбирләрни алалмиған исраилийә қисимлириниң өз ичидә тәкшүрүш елип баридиғанлиқи уқтурулған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر