антони блинкен йов галлант вә бенний гантиз билән айрим-айрим көрүшти

америка ташқи ишлар министири антони блинкен исраилийә дөләт мудапиә министири йов галлант вә уруш кабинети әзаси бенний гантиз билән телефонда айрим-айрим көрүшти.

2130588
антони блинкен йов галлант вә бенний гантиз билән айрим-айрим көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, министирблинкен галлант вә гантиз билән өткүзгән телефон сөһбитидә, американиң исраилийәниң бихәтәрликигә бәргән вәдиси вә исраилийәлик әсирләрниң қойуп берилиши һәққидә музакириләшкән.

блинкен җиддий уруш тохтитишни елан қилиш вә инсанпәрвәрлик йардәмләрни йәткүзүш мәсилилири музакирә қилинған сөһбәттә йәнә, райондики җиддийчиликни пәсәйтиш тәдбирлириниң муһимлиқини алаһидә тәкитлигән.

блинкен гантиз билән өткүзгән сөһбитидиму, ғәззәдики җиддийчиликниң районға кеңийип кетишиниң алдини елиш тәдбирлирини музакириләшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر