әсир алмаштуруш келишими имзаланмиған

исираилийә баш министири нетанйаһу ғәззәдики исираилийәлик әсирләрни қойуп берилишини капаләткә игә қилидиған әсир алмаштуруш келишиминиң, «һамасниң тәләплирини көпәйтиши» сәвәбидин имзалиналмиғанлиқини илгири сүрди.

2130556
әсир алмаштуруш келишими имзаланмиған

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министири нетанйаһу пасха байрими мунасивити билән тарқатқан видеода, «ғәззәдики исираилийәликләрни қутқузуш мәқситидин бир минутму ваз кәчмигәнлики» билдүрди.

у һамасниң барлиқ әсир алмаштуруш тәклиплирини рәт қилғанлиқини әскәртти вә исираилийә кочилирида һөкүмәтни истепаға чақирип, муддәтттин балдур сайлам өткүзүш йаки балдуррақ әсир алмаштуруш келишиминиң имзалиниши үчүн қилиниватқан намайишлар үстидә тохталди.

у мундақ деди:

«һамас исираилийәдики бөлүнүштин пайдилиниватиду вә һөкүмәткә болған бесимлардин җасарәтлиниватиду.»

у һамасниң әсирләрни қойуп бериш үчүн шәртлирини еғирлаштуруватқанлиқини, шуңа кейинки күнләрдә һамасқа болған дипломатик вә һәрбий бесимни күчәйтидиғанлилиқлирини, чүнки буниң «әсирләрни қутқузуш вә ғәлибә қилиш» ниң бирдинбир йоли икәнликини илгири сүрди.

у американиң исираилийә армийәсиниң «нетзаһ йәһуда» биригадисиға ғәззәдә кишилик һоқуққа хилаплиқ қилғанлиқи үчүн ембарго йүргүзүшни пилан қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр үстидә тохтилип: «әгәр бирси исираилийә армийәси қисмлириға ембарго йүргүзәләймән дәп ойлиса, униңға қарши пүтүн күчүм билән күрәш қилимән» деди.

бу җәрйанда, исираилийә армийәси иштаб башлиқи херзи халевиниң ғәззәдә урушни давамлаштурушқа мунасивәтлик пиланни тәстиқлиғанлиқи билдүрүлди.

исираилийә армийәсиниң байанатчиси данийал хагари ахбарат елан қилиш йиғинида, бу һәптә ғәззәниң оттура қисмида бир қетимлиқ һәрбий һәрикәтни ахирлаштурғанлиқлирини, һәрбий һәрикәттә һамасниң бир һәрбий әслиһәсини битчит қилғанлиқлирини әскәртип, ғәззәдики урушниң кейинки басқучлири үчүн тәййарлиқ қилинғанлиқини қәйт қилди.

хагари армийәниң йөнүлишидә һечқандақ өзгириш йоқлуқини, бар болған тәқдирдә униң очуқ-ашкара вә мәсулийәтчанлиқ билән йеңилинидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر