полша: земинимизға йадро қораллирини орунлаштурушқа тәййармиз

полша өз земиниға йадро қораллирини орунлаштурушқа тәййар икәнликини билдүрди.

2130800
полша: земинимизға йадро қораллирини орунлаштурушқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: полша пирезиденти андрзеҗ дуда «‹факт› гезити» ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, дөлитигә йадро қораллирини орунлаштуруш мәсилиси үстидә тохтилип, русийәниң полшаниң йирақ ғәрбидики калиниңград райониға қисимлирини орунлаштурғанлиқини һәмдә йеқинда йадро қораллирини беларусийәгә йөткигәнликини қәйт қилди.

у йеқиндин  буйан полша билән америка қошма иштатлири оттурисида йадро қораллиридин тәң бәһримән болуш мәсилисиниң талаш - тартиш қилиниватқанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«әгәр иттипақдашлиримиз шималий атлантик әһди тәшкилатиниң шәрқий қанитини күчәйтиш үчүн терротерийәмизгә йадро қораллирини орунлаштурушни қарар қилса, биз буниңға тәййармиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر