барзани: әрдоғанни әрбилдә күтүвалғанлиқимдин интайин хушалмән

ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң рәиси нечирван барзани ирақ зийарити даирисидә түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанни әрбилдә күтүвалғанлиқидин интайин хушал икәнликини ейтти.

2130824
барзани: әрдоғанни әрбилдә күтүвалғанлиқимдин интайин хушалмән

түркийә авази радийоси хәвири: барзани аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ирақ зийарити һәққидә түрк тилида елан қилған байанатида, мундақ деди:

«түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң бағдад вә әрбилгә қилған зийарити районниң взәйитиниң интайин сәзгүр мәзгилигә тоғра кәлмәктә.»

«дәрвәқә, бу зийарәт ирақ вә ирақ корд районлуқ һөкүмити билән түркийә оттурисидики сийасий, иқтисадий вә бихәтәрлик мунасивәтлириниң интайин күчлүк икәнликиниң намайәндиси, әлвәттә.»

«түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанни әрбилдә күтүвалғанлиқидин интайин хушалмән. учришишларда, тинчлиқ, муқимлиқ вә иқтисадий тәрәққийат қатарлиқ муһим мәсилиләр һәққидә музакирә елип баримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر