зелениский: украинаниң йеңи қоралларға еһтийаҗлиқ икәнликини оттуриға қойди

украина пирезиденти виладимир зеленский дөлитиниң украина земинлирини русийәниң һуҗумлиридин қоғдаш үчүн һава мудапиә системилири, айропилан вә йирақ мусапилик башқурулидиған бомбиларға еһтийаҗи барлиқини ейтти.

2130178
зелениский: украинаниң йеңи қоралларға еһтийаҗлиқ икәнликини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти зеленский украина-шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң мудапиә министирлири дәриҗилик тор йиғинида сөз қилди؛ русийәниң украинаниң һәр қайси шәһәрлиригә тохтимай һуҗум қиливатқанлиқини билдүргән зеленский, йил бешидин буйан украина тәвәликигә тәхминән 1200 данә башқурулидиған бомба қойуп берилгәнликини вә 1500 учқучисиз һава аппарати йолланғанлиқини әскәртти.

русийә армийәсиниң һавада үстүнлүккә игә икәнликини, украинаниң бу җәһәттики иқтидариниң чәклик икәнликини билдүргән зеленский, сөзини давамлаштурүп: «биз мудапиә үчүн кәм дегәндә 7 данә вәтәнпәрвәр вә шуниңға охшаш һава мудапиә системисиға моһтаҗ. булар нурғун кишиләрни қутулдуруп, һәқиқий мәнидә вәзийәтни өзгәртәлиши мумкин. бу системилар силәрдә (йәни натода) бар. әскәрлиримизниң қолида узун мусапилик қораллар қанчә көп болса, тинчлиқ шунчә йеқинлишиду. нөвәттә фиронтлар  йирақ мусапилик башқурулидиған бомба вә зәмбирәкләргә наһайити күчлүк еһтийаҗлиқ. русийә һава армийәсини йеңиш үчүн йетәрлик айропилан лазим» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر