русийә: украина 50 учқучисиз һава аппарати тәвәликимизгә һуҗум қилди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи, украинаниң бир кечидә 50 учқучисиз һава аппарати билән русийә земинлириға һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

2130191
русийә: украина 50 учқучисиз һава аппарати тәвәликимизгә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «түнүгүн кечә кийев һакимийитиниң русийә федератсийәси территорийәсидики нишанларға қаратқан айропилан типидики учқучисиз һава аппарати  билән елип барған бир қатар террорлуқ һуҗуминиң алди елинди» деди.

русийә һава мудапиә башқурулидиған бомба системилириниң 50 данә учқучисиз һава аппаратини битчит қилип ташлиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, уларниң 26 исиниң белгород, 10 иниң бирйански, 8 иниң курски, 2 синиң тола районлирида؛ смоленски, рийазан, калуга вә москва районлирида болса, бирдин учқучисиз һава аппаратиниң етип чүшүрүлгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر