нато украинани мудапиә қалқан системилири билән тәминләйдиғанлиқини уқтурди

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг иттипақдашларниң қисқа вақит ичидә украинани һава мудапиә системиси билән тәминләшни қарар қилғанлиқини елан қилди.

2130179
нато украинани мудапиә қалқан системилири билән тәминләйдиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: нато-украина кеңиши мудапиә министирлири дәриҗиликләр тор йиғини чақирди؛ баш катип йенс столтенберг йиғиндин кейин байанат берип, натониң иттипақниң һәрқайси җайлиридики қорал вә имканийәтлиригә қарап чиқип, украинани тәминлисә болидиған системиларниң барлиқини йәкүнлигәнликини билдүрди.

у мундақ деди: «шуңлашқа мән пат йеқинда украинаниң һава мудапиә иқтидари тоғрисида йеңи уқтурушларниң қилинишини күтүватимән.»

столтенберг буларниң «вәтәнпәрвәрлик» намлиқ һава мудапиә башқурулидиған бомба системилириниму өз ичигә алидиғанлиқини байан қилип, министирларниң йәнә 155 миллиметирлиқ оқ, ениқ зәрбә бериш иқтидариға игә бомба вә учқучисиз һава аппаратлири қатарлиқ нурғун җиддий еһтийаҗларниму музакирә қилғанлиқини билдүрүп: «натониң һәр бир иттипақдиши немә билән тәминләйдиғанлиқиға өзи қарар қилиду. йиғин әснасида бәзи иттипақдашлар конкерт вәдиләрни бәрди вә пат йеқинда елан қилинишини үмид қиливатқан төһпилирини җәзмләштүрүшкә тиришиватиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر