остин билән галлант иран вә ғәззә тоғрисида сөзләшти

америка дөләт мудапиә министири лойид остин исраилийә дөләт мудапиә министири йоав галлант билән иран вә ғәззә тоғрисида сөзләшти.

2129929
остин билән галлант иран вә ғәззә тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагон байанатчиси генерал пат райдер остин билән галлантниң телефон сөһбити тоғрисида йазма байанат елан қиди.

икки министирниң район характерлик хәвпләр вә «иранниң оттура шәрқтики муқимсизлиқ пәйда қилғучи һәрикәтлири» тоғрисида пикир алмаштурғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, остинниң ғәззәлик пуқраларға ашдод портидики йеңи йолни өз ичигә алған һәрқайси җайлардин инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүп беришни ашуруш вә униң изчиллиқиға капаләтлик қилишниң муһимлиқини оттуриға қойғанлиқи тәкитләнди. .

икки министирниң учришиши исраилийә баш министири бенйамин нитанйаһониң ғәззәниң җәнубидики тәхминән 1.5 милйон сәргәрдан пәләстинлик панаһлиниватқан рәфаһ шәһиригә һуҗум қилиш вақтини бекиткәнликиниң елан қилинишидин кейинки вақитқа тоғра кәлди.

пентагон исраилийәлик әмәлдарлар билән ғәззәниң рәфаһ шәһириниң вәзийити вә исраилийәниң башлиғуси һәрбий һәрикити тоғрисида сөһбәтлишишни давамлаштуруватқанлиқини елан қилғаниди.

буниңдин илгири исраилийә баш министири бенйамин нитанйаһониң ғәззәниң җәнубидики рәфаһ шәһиригә кириш вақтини бекиткәнликиму елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر