исраилийәдә намайишлар давамлашмақта

исраилийә ғәззәдә қәтлиам йүргүзүватқан бир пәйттә дөләт ичидә баш министир бинйамин нетанйаһуға болған ғәзәп – нәпрәтму давамлашмақта.

2129798
исраилийәдә намайишлар давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әсиргә чүшүп қалғанларниң аилә тавабиатлири вә уларниң қоллиғучилири пайтәхт тел авивда намайиш өткүзди.

исраилийәлик әсирләрниң йеқин – йоруқлири вә уларниң қоллиғучилири дөләт мудапиә министирлиқи бинасиниң алдиға йиғилип, намайиш өткүзүп, уруш тохтитилишини тәләп қилди.

намайишчилар пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити (һамас) ниң қолидики тутқунларниң балдуррақ өйлиригә қайтишини тәләп қилди.

намайишчилар дөләт мудапиә министирлиқи бинасиниң алдидин исраилийәдики әң чоң ишчилар ойушмиси бинаси болған һисдатрутниң мәркизигә қарап маңди.

улар йол бойи «омумйүзлүк иш ташлайли йаки қоллашқа еришишимиз керәк», «дәрһал уруш тохтитиш келишими түзүлсун» дегән хәтләр йезилған вивискиларни көтүрүп, һисдатруттин һөкүмәтниң әсир алмаштуруш келишими имзалиши үчүн һөкүмәткә бесим ишлитини тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر