америка пәләстинниң б д т ға әза болушини вето қилди

америка қошма иштатлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә пәләстинниң б д т ға толуқ әза болуши тәләп қилғинан қарар лайиһәсини вето қилди.

2129711
америка пәләстинниң б д т ға әза болушини вето қилди

түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийә тәрипидин сунулған вә пәләстинниң б д т ға толуқ әза болуши тәләп қилинған қарар лайиһәси 15 әзадин тәшкил тапқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә авазға қойулди.

америка қошма иштатлири рәт қилип аваз ташлиған бу қарар лайиһәсини 12 әза қоллап аваз бәрди, икки әза аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.

әнглийә билән шивейтсарийә аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти, русийә, хитай, фирансийә, алҗирийә, малта, еквадор, гуйана,  силовенийә, серралейон, мозамбик, җәнубий корейә вә йапонийә  қоллап аваз бәрди.

қарарлайиһәсиниң мақуллиниши үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң бәш даимий әзасидин һечқайсисиниң рәт қилип аваз бәрмәслики вә җәмий 9 әза қобул қилип беләт ташлиши керәк иди.

қарар лайиһәсиниң текистидин «пәләстинниң б д т омумий кеңишигә толуқ әза сүпитидә қобул қилиниши тәвсийә қилиниду»  ибариси орун алғаниди.

пәләстин 2011-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға толуқ әза болуш үчүн илтимас сунған болсиму, әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә толуқ қоллашқа еришәлмигәниди. пәләстин 2012-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң «даимий күзәткүчи әзаси» салаһийитигә еришкәниди.

пәләстинниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили рийад мәнсур, 2-апрел күни елан қилған байанатида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутерресқа мәктуп йоллап, әзалиқ илтимасилириға қайта қарап чиқилишини тәләп қилғаниди.

баш катип антонийо гутеррес 3 – апрел күни (2024) бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә мәктуп йоллап, пәләстинниң тәлипини күнтәртипигә қойушни тәләп қилғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 8 – апрел (2024) пәләстинниң тәлипини «йеңи әза қобул қилиш комитети» ға йоллиғаниди.

б д т ға әза болуш мәсилисидә хәвпсизлик кеңишигә җаваб қайтуруш мәҗбурийити болған комитет, икки йиғиндин кейин бирдәклик һасил қилиналмиғанлиқини билдүргәниди.

бу өзгиришләрдин кейин, алҗирийә пәләстинниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуши мәсилиси тоғрилиқ музакирә өткүзүшни башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر