америка билән исираилийә рәфаһқа һәрбий һәрикәт башлаш мәсилисидә пүтүшкән

америка вә исираилийә даирилири «рәфаһта һамасни мәғлуб қилиш» мәсилисидә келишти. исираилийә районға һуҗум қилиш пиланида «америка тилға алған әндишәләрни» нәзәргә алидиғанлиқини билдүрди.

2129733
америка билән исираилийә рәфаһқа һәрбий һәрикәт башлаш мәсилисидә пүтүшкән

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанат елан қилип, америка билән исираилийәниң дөләт хәвпсизлик мәсуллириниң иранниң һава һуҗуми вә исираилийәниң рәфаһқа еһтимали болған һуҗум қилиш пиланини музакирә қилғанлиқини билдүрди.

байанатта, тәрәпләрниң рәфаһ тоғрисида өз пикирлирини оттуриға қойғанлиқи вә «икки тәрәпниң һамасниң рәфаһта мәғлуб болғанлиқини көрүш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилғанлиқи» қәйт қилинди.

байанатта йәнә, американиң рәфаһқа еһтимали болған һуҗум қилишниң пилани тоғрисидики әндишәлирини тәкитлигәнлики, исираилийәниң болса, бу әндишәләрни нәзәргә алидиғанлиқини билдүргәнлики؛ тәрәпләрниң кәң даирилик музакирәләр үчүн пат арида йәнә бир қетим көрүшидиғанлиқи әскәртилди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи икки тәрәп мәсуллириниң рәфаһ шәһириниң әһвали вә исираилийәниң һәрбий һәрикәт башлаш еһтималини музакирә қилишни давамлаштуруватқанлиқини елан қилған иди.

исираилийә баш министири нетанйаһу ғәззәниң җәнубиға җайлашқан рәфаһ шәһиригә қуруқлуқтин һуҗум қилиш вақтиниң бекитилгәнликини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر