шолз: түркийә әзәлдин муһим истратегийәлик шерик

германийә баш министири олаф шолз түркийәниң әзәлдин муһим истратегийәлик шерик икәнликини ейтти.

2129730
шолз: түркийә әзәлдин муһим истратегийәлик шерик

түркийә авази радийоси хәвири: олаф шолз белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған йавропа иттипақи башлиқлар йиғинидин кейин өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, германийәниңму тәшәббус қилиши билән, йиғинида түркийә билән болған мунасивәтләрниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

башлиқлар йиғинида алақини илгири сүрүш мәсилисиниң әтраплиқ муһакимә қилинғанлиқини тилға алған шолз: «түркийә әзәлдин мурәккәп, әмма чоқум муһим истратегийәлик шерик. бу нуқта, биз бирликтә һәл қилишқа тегишлик нурғун мәсилиләр үчүн күчкә игә. шуңа, биз кәлгүсигә нәзәр селишимиз керәк. йахши һәмкарлиқ һәр икки тәрәпниң мәнпәәтигә уйғун» деди.

германийә баш министири буниң таможна иттипақини тәрәққий қилдуруш, заманивилаштуруш вә өзлири үчүн муһим болған көчмәнләр мәсилисидики һәмкарлиқта күчкә игә икәнликини тәкитлиди.

қибрис мәсилисини йахшилаш йолида қәдәм ташлашни қолға кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқини билдүргән шолз, шуңа өзлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) рәһбәрликидики мурәссә сөһбитини җанландурушқа чақирғанлиқини вә бу мәсилиниң йиғинда чоңқур музакирә қилинғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر