һиндистан нопуси әң көп дөләткә айланди

һиндистан 1 милйард 441 милйонлуқ нопуси билән хитайни арқида қалдуруп, дунйадики нопуси әң көп дөләт болуп қалди.

2129759
һиндистан нопуси әң көп дөләткә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т нопус фонди «2024-йиллиқ дунйа нопус әһвали» намлиқ доклатини елан қилди.

доклатта, дунйада җинсий сағламлиқ вә көпийиш мәсилисидики баравәрсизликләр нисбитиниң ашқанлиқи алаһидә тәкитләнди.

доклатта, африқа айаллириниң һамилдарлиқ вә туғут мәзгилидики қийинчилиқлири сәвәбидин өлүп кетиш еһтималлиқиниң, йавропа йаки шималий америкадики айалларға селиштурулғанда 130 һәссә йуқири икәнлики, америка қитәсидиму әсли африқалиқ болған айалларниң туғутта өлүп кетиш еһтималлиқиниң башқиларға селиштурулғанда йуқири икәнлики қәйт қилинди.

билдүрүлишичә, дунйа нопуси 8 милйард 119 милйон кишигә йәткән болуп, буниң ичидә һиндистанниң нопуси 1 милйард 441 милйонға йәткән. шуниң билән, һиндистан 1 милйард 425 милйон нопусқа игә хитайни арқида қалдуруп, нопуси әң көп биринчи дөләт болуп қалған. буниңда, һиндистанниң иҗтимаий, иқтисадий вәзийитиниң йахшилиниши вә аниларниң өлүм нисбитиниң төвәнлиши қатарлиқ амиллар муһим рол ойниған.

б д т ниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 2022-йили хитай нопуси 1 милйард 426 милйонға йәткәндин кейин азийишқа башлиған. мутәхәссисләр мушу әсирниң ахирида хитай нопусиниң 1 милйардниң астиға чүшидиғанлиқини мөлчәрлимәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر