пакистанда қаттиқ йамғур вә чақмақ чүшүш сәвәбидин 26 киши қаза қилди

пакистанниң пәнҗап, балучистан вә хәйбер пахтонхва өлкисидә қаттиқ йамғур вә чақмақ чүшүш сәвәбидин 26 киши қаза қилди.

2127415
пакистанда қаттиқ йамғур вә чақмақ чүшүш сәвәбидин 26 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсулларниң байанатлириға асасланғанда, пәнҗап өлкисидә қаттиқ йамғур сәвәбидин 12 дин артуқ киши йариланған болуп, рәһим йар хан, баһавалпур, баһавалнагар вә лодран районида чақмақ соқуш сәвәбидин 17 киши қаза қилған.

балучистан өлкисиниң охшимиған районлиридин кәлгән хәвәрләргә асасланғанда, қаттиқ йамғур вә кәлкүн сәвәбидин 8 киши қаза қилип, 10 дин артуқ киши йариланған.

хәйбер пахтонхва өлкиси мәсуллири болса, өлкиниң ғәрбий шималида бир кишиниң қаза қилғанлиқини вә икки кишиниң йариланғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر