шиветсийәдики бир авийатсийә ширкити иштин бошатқан йағлиқлиқ хизмәтчисигә төләм төләйду

шиветсийә йағлиқ артқанлиқи үчүн иштин бошитилған авийатсийә ширкити хизмәтчиси бир айалниң «кәмситишкә учриғанлиқи»ни оттуриға қойуп, ширкәтни тәхминән 14 миң доллар (150 миң крон) төләм төләшкә һөкүм қилди.

2127032
шиветсийәдики бир авийатсийә ширкити иштин бошатқан йағлиқлиқ хизмәтчисигә төләм төләйду

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә парламентиниң кәмситишкә қарши ишлири вәкили ларс археннийус йазма байанат елан қилип: «диний символларни чәкләп, бир туташ кийим-кечәк сийасити йолға қойған бир авийатсийә ширкити, хизмәт илтимасини қобул қилған болушиға қаримай, йағлиқ артқанлиқи үчүн, иштин бошитиш арқилиқ кәмситиш пәйда қилди» деди.

диний бәлгиләрни чәкләп, бир туташ кийим-кечәк бәлгилимисини йолға қойушниң йағлиқлиқ вә һиҗаблиқ мусулман айалларға пассип тәсирләрни көрситидиғанлиқини тәкитлигән археннийус: «әмгәк күчи базиридики баравәрлик диний әркинлик вә хоҗайинниң мәнпәәти өзара зит болмаслиқи лазим. әгәр мушундақ болған тәқдирдә, дин әркинлики үстүнлүкни игилиши керәк» деди.

мәзкур айалниң кәмситишкә учриғанлиқи вә һоқуқиниң дәпсәндә қилинғанлиқиға һөкүм қилинғанлиқини билдүргән археннийус, кәлгүсидә мушуниңға охшаш вәқәләрниң алдини елиш үчүн, мәзкур авийатсийә ширкитиниң наһәқчиликкә учриған айалға тәхминән 14 миң доллар (150 миң крон) төләм төлишигә қарар қилинғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

мәзкур айал 2023-йили кәмситишкә учриғанлиқини оттуриға қойуп, кәмситишкә қарши туруш оргиниға әрз сунғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر