нетанйаһу: һечқандақ күч рәфаһқа һуҗум қилишимизни тосийалмайду

исираилийә баш министири нетанйаһу «дунйада һечқандақ күч» ниң тәхминән 1.5 милйон пәләстинлик панаһлиниватқан рәфаһ шәһиригә қуруқлуқтин һуҗум қилишни тосийалмайдиғанлиқини ейтти.

2126380
нетанйаһу: һечқандақ күч рәфаһқа һуҗум қилишимизни тосийалмайду

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министирлиқ ишиханиси байанат елан қилип, нетанйаһу тел хашомердики бир һәрбий базини зийарәт қилғанда, рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилиш тоғрисида сөз қилғанлиқини билдүрди.

байанатта, нетанйаһуниң исираилийәниң мәқситиниң «әсирләрни қутқузуш, һамасни йоқитиш вә ғәззәниң буниңдин кейин исираилийә үчүн тәһдит пәйда қилмаслиқини капаләткә игә қилиш» икәнликини тәкитлигәнлики қәйт қилинди.

әскәртилишичә, нетанйаһу америка қатарлиқ нурғун дөләтләр вә хәлқаралиқ җәмйәтләр қарши чиққан рәфаһқа қуруқуқтин һуҗум қилиш мәсилиси үстидә тохтилип: «рәфаһни өз ичигә алған һалда һамасниң биригадилирини йоқитишни ахирлаштуримиз. дунйада һечқандақ күч бизни тосийалмайду» дегән.

нетанйаһу  рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилиш вақтиниң бекитилгәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر