запорижйа йадро електир истансиси һуҗумға учриди

русийәниң контроллуқиға өтүп кәткән украинаниң запорижйа йадро електир истансисиға үч қетим учқу һуҗуми қилинди.

2125894
запорижйа йадро електир истансиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә запорижйа йадро електир истансисиға учқулар билән қилинған һуҗумда, үч кишиниң йариланғанлиқин билдүрди.

електир истансисидики охшимиған җайларниң бузғунчилиққа учриғанлиқи қәйт қилинди. һуҗум сәвәбидин електир истансиси вә райондики радийатсийә сәвийәсидә өзгириш болмиғанлиқи әскәртилди.

хәлқара атом енергийәси оргиниму електир истансисиға қилинған һуҗумни тоғрилиди. запорижйа йадро електир истансисидики асасий реактор қазинини орап туридиған әслиһәләрниң аз дегәндә үч қетим учқуһуҗумиға учриғанлиқи билдүрүлди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи украинаниң 15 учқусиниң һава қалқан системилири билән пачақлап ташланғанлиқини елан қилди.

украина пирезиденти володимир зеленский узундин буйан русийәниң қаттиқ һуҗумиға дуч келиватқан харкив шәһири тоғрисида байанат елан қилди.

у: «дунйа харкивға қилиниватқан һуҗумлар кәлтүрүп чиқарған азаб-оқубәтләрни һес қилиши керәк» деди вә һава қалқан системиси тәлипини йәнә бир қетим оттуриға қойди.

у йеқинқи һәптиләрдә русийәниң башқурулидиған бомба һуҗумлири сәвәбидин еғир бузғунчилиққа учриған украина енергийә системилиридики мәсилиләрниң көп қисминиң һәл қилинғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر