исираилийә 183 күндин буйан ғәззәгә өлүм йағдурмақта

7-өктәбир (2023) дин буйан җенидин айрилған пәләстинликләрниң сани 33 миң 200 дин ашти.

2125875
исираилийә 183 күндин буйан ғәззәгә өлүм йағдурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: сираилийә армийәси тәхминән төт айдин буйан ханивәйран қилған хан йунустин, «рәфаһқа һуҗум қилишқа тәййарлиқ қилиш мәқсити» билән чекингәнликини елан қилди.

исираилийәниң һуҗум қилиштин илгири өзлири йашиған йурт-маканлириға қайтқан пәләстинликләр, көз алдидики мәнзирәгә ишинәлмиди.

ғәззәдә йәнә бир тәрәптин, уруш тохтитиш вә әсир алмаштурушқа мунасивәтлик сөһбәтләр давамлашмақта.

мисир таратқулири ғәззәдә уруш тохтитиш үчүн өткүзүлүватқан сөһбәтләрдә илгириләш болғанлиқини хәвәр қилди.

әл қаһирә нийус қанилиниң мисир дипломатик мәнбәлирини нәқил қилған хәвиридә, барлиқ тәрәпләр оттурисида асасий нуқтиларда пикир бирлики һасил қилинғанлиқини вә бир қанчә күн ичидә ахирқи келишим үчүн  қаһирәгә келидиғанлиқлирини билдүрди.

пәләстин гуруппилириниң исираилийә армийәсигә қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириму давамлашмақта.

һамасниң қораллиқ қанити иззәддин әл қәссам биригадилири йәнә бир қетим ғәззәдә исираилийә армийәсиниң танкилири пачақлап ташланған видеоларни тарқатти.

исираилийә ливандики һизбуллаһ нуқтилириға тохтимай һуҗум қилмақта.

исираилийә армийәсиниң ливанниң җәнубиға қилған һуҗумида, һизбуллаһниң хилланған қисминиң бир қоманданини өз ичигә алған үч нәпәр һизбуллаһ әзасиниң өлгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر