хитайниң икки һәрбий парахоти йапонийәниң деңиз тәвәликигә таҗавуз қилди

хитайниң икки деңиз саһили муһапизәт парахотиниң шәрқий деңиздики талаш-тартишлиқ сенкаку тақим арили әтрапида йапонийәниң деңиз тәвәликигә таҗавуз қилғанлиқи билдүрүлди.

2125750
хитайниң икки һәрбий парахоти йапонийәниң деңиз тәвәликигә таҗавуз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: окинава өлкисигә қарашлиқ наха нәһийәсигә тәвә 11 - район деңиз саһили муһапизәт баш иштабиниң байанатиға асасланғанда, хитай парахотлири утсури вә минами-коҗи арилиға йеқинлишип, районда 31 саәт турған вә йапонийә деңиз саһили муһапизәтчилириниң агаһландурушидин кейин қайтип кәткән.

дөләт телевизийә истансиси «NHK» ниң хәвиригә қариғанда, бу қетимқи вәқә сенкаку әтрапида хитай һәрбий унсурлириниң йапонийә земин тәвәликигә мушу бир йил ичидә 8 - қетим таҗавуз қилғанлиқи болуп руйхәткә елинған.  

йапонийә «сенкаку», хитай болса, «дйавйү» дәп атайдиған тақим арили хитайниң шәрқий деңизиға вә йапонийәниң ғәрбий җәнубий деңиз қирғиқиға җайлашқан болуп, 5 арал вә 3 қийалиқтин тәркиб тапқан шундақла игилик һоқуқи йапонийәниң қолида болған, әмма хитай игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүп келиватқан  бу адәмсиз район узундин җиддий талаш тартишларға сәвәб болуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر