һамас бу қетим 14 исраилийә әскирини уҗуқтурғанлиқини елан қилди

пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамасниң һәрбий қанити иззиддин әлқассам биригадиси ғәззәдә 14 исраилийә әскирини уҗуқтурғанлиқини елан қилди.

2125767
һамас бу қетим 14 исраилийә әскирини уҗуқтурғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әлқассам биригадисиниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилинған йазма байанатида, ғәззәниң җәнубидики хан йунус районида 14 исраилийә әскириниң йеқин арилиқтин уҗуқтурулғанлиқи вә нурғунлиған исраилийә әскәрлириниң йариланғанлиқи билдүрүлди.  

байанатта , исраилийә һәрбий трансипорт аптомобилиниң зәмбирәк оқи билән, 3  исраилийә танкисиниң болса, йасин -105 типлиқ башқурулидиған бомба билән пачақлап ташланғанлиқи, әмәл мәһәллисигә қонған сраилийә тик учар айропиланидики әскәрләргиму күчлүк зәрбә бәргәнлики  уқтурулди.

исраилийә армийәси бу тоғрисида техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.

әлқассам биригадиси иҗтимаий алақә торида охшаш һуҗумға алақидар буниңдин илгирики байанатида, хан йунәс районида йеқин арилиқтин 5 исраилийә әскириниң уҗуқтурулғанлиқини вә нурғун исраилийә әскириниң йариланғанлиқини елан қилған иди.

исраилийәниң 7 - өктәбирдин буйан ғәззәгә қиливатқан вәһшийанә һуҗумлири җәрйанида аз дегәндә 14 миң 500 кичик бала вә 9 миң 560 айални қошқанда, җәмий 33 миң 137 пәләстин пуқраси шеһит қилинди вә  75 миң 815 пәләстинлик йаридар қилинди. харабилик астида һазирму миңлиған кишиниң җәсити бар болуп, хәлқ панаһлиниватқан дохтурхана, маарип орунлири вә пуқраларниң ул әслиһәлири исраилийә тәрипидин қәстән вәйран қилинмақта.

исраилийә армийәсиниң ғәззәгә вәһшийанә һуҗумлири башланған 7 - өктәбирдин буйан  600 әскириниң өлгәнликини, булардин 256 нәпириниң қуруқлуқтин һуҗум қилиш җәрйанида уҗуқтурулғанлиқини елан қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر