америкадики мусулманлар тәшкилатлири байдинни ғәззә сийаситини өзгәртишкә чақирди

америкадики 80 аммиви тәшкилат вашингтонниң ғәззә сийаситини тәнқид қилип, пирезидент җо байдиндин американиң ғәззәгә қаратқан конкрет сийаситини өзгәртишини тәләп қилди.

2124862
америкадики мусулманлар тәшкилатлири байдинни ғәззә сийаситини өзгәртишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мусулманлириниң байдин һөкүмитиниң ғәззә сийаситигә болған наразилиқи барғансери күчәймәктә؛ американиң охшимиған җайлирида қурулған мусулманларниң 80 аммиви тәшкилати вәкиллири, пирезидент җо байдинға мәктуп йоллап, исраилийәгә йеңидин қорал сетишни тохтитишни тәләп қилди.

америка әрәблири, пәләстинликләр вә уларни қоллайдиған һәр хил аммиви тәшкилатларни өз ичигә алған тәшкилатлар гурупписи мәктупида, американиң исраилийәниң ғәззәдә пәйда қилған киризисиға қарита қанунға асасән һәрикәт қилмиғанлиқини вә буниң җавабкарлиққа тартилиши керәкликини оттуриға қойди.

мәктупта: «һөкүмитиңиз аммиви супиларда исраилийәниң рәфаһқа һуҗум қилишини тосмақчи болуватқан болсиму, әмма әмәлийәттә исраилийәниң рәфаһта бир миллий тазилаш елип беришиға йешил чирағ йеқиватиду» дегән аммиви тәшкилат мәсуллири, американи конкрет тәдбир қоллинишқа чақирди.

«америка хәлқи нутуқ өзгиришини халимайду؛ улар конкрет сийасәт өзгәртишни тәләп қилиду» дейилгән мәктупта, америка һөкүмитиниң ғәззә мәсилисидә синақтин техиму йахши өтүши керәклики тәкитләнди.

мусулман гуруппилар вәкиллири алдинқи күни кәчтә ақсарайда өткүзүлгән иптар зийапитигиму қатнашмай, байдинға болған наразилиқини ипадилигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر