б д т сүрийәдики вәзийәтниң кеңийип кетишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

б д т иранниң сүрийәдики әлчиханисиға һуҗум қилинғанлиқиға мунасивәтлик оттура шәрқтики өзгиришләрни көрситип, райондики җиддий вәзийәтниң кеңийишидин чоңқур әндишә қилиниватқанлиқини билдүрди.

2124109
б д т сүрийәдики вәзийәтниң кеңийип кетишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т байанатчиси стефан дуҗарик күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у баш катип антонийо гутерресниң вәқә йүз бәргәндин кейин өткүзгән учришишлири тоғрисида мәлумат бәрди вә иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийанниң гутеррес билән телефонда көрүшкәнликини билдүрди.

у баш катип гутерресниң мунасивәтлик тәрәпләр билән алақә қилишни давамлаштуридиғанлиқини әскәртип: «районда җиддий вәзийәтниң техиму кеңийип кетишидин қаттиқ әндишә қилимиз» деди.

иранниң дәмәшиқтики әлчихана бинасиға түнүгүн (2-апрел) қилинған һава һуҗумида, иран инқилабий муһапизәтчиләр қисминиң икки генералини өз ичигә алған йәттә киши җенидин айрилған иди. һуҗумда алтә сүрийәликниңму җенидин айрилғанлиқи вә җәмий җенидин айрилғанлар саниниң 13 икәнлики қәйт қилинған иди.

иран һуҗумни исираилийәниң қилғанлиқини елан қилған болсиму, тел авив җимҗитлиқини давамлаштурған иди.

иран вәқәдин кейин өч алдиғанлиқини елан қилди вә буниңға американиң җавабкар икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر