америка, җәнубий корейә вә йапонийә корейә йерим арилида бирләшмә маневир өткүзди

җәнубий корейә, америка қошма иштатлири вә йапонийә корейә йерим арилида һава армийәси бирләшмә маневири өткүзди.

2123847
америка, җәнубий корейә вә йапонийә корейә йерим арилида бирләшмә маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә баллистик башқурулидиған бомба қойуп берип бир нәччә саәттин кейин, җәнубий корейә дөләт мудапиә министирлиқи америка вә йапонийә билән бирликтә бирләшмә маневир өткүзүлгәнликини елан қилди.

байанатта, җәнубий корейә, америка вә йапонийәниң корейә йерим арилиға йеқин җайда бирләшмә маневир өткүзгәнлики, маневриға йадро иқтидариға игә B-52 бомбардиманчи айропиланларниң қатнашқанлиқи әскәртилди.

буниң бу дөләтләр арисида өткүзүлгән бу йилниң тунҗи қетимлиқ үч тәрәп бирләшмә маневири икәнлики тәкитләнгән байанатта, маневирниң шималий корейәниң күнсери күчийиватқан йадро вә башқурулидиған бомба тәһдитини тосуш вә маневирға қатнашқан дөләтләрниң буниңға инкас қайтуруш иқтидарини йуқири көтүрүш мәқситидә өткүзүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, шималий корейәниң тәһдитигә қарши бирләшмә маневирларниң даирисиниң кеңәйтилидиғанлиқи оттуриға қойулди.

җәнубий корейә билән йапонийә бүгүн шималий корейәниң баллистик башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини уқтурғаниди.

йапонийә баш вәзири кишида фумио вәқәгә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, шималий корейәниң башқурулидиған бомба синиқиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға хилап икәнликини тәкитлигән һәмдә сөзини давамлаштуруп: «бу дөлитимизниң бихәтәрликигила әмәс, район вә хәлқара җәмийәтниң бихәтәрликигиму мунасивәтлик мәсилә. буни қәтий қобул қилғили болмайду» дегәниди.

америка һинди-тинч окйан қоманданлиқ иштаби шималий корейәни «қанунсиз шундақла муқимсизлаштурғучи һәрикәтләрдин сақлинишқа» чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر