һамас вә исламий җиһад һәрикити рәһбәрлири теһранда көрүшти

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити исраилийә билән өткүзүлүватқан васитилик сөһбәтләрниң мувәппәқийәтлик болуши үчүн, төт түрлүк шәртниң һазирлиниши керәкликини оттуриға қойди.

2122352
һамас вә исламий җиһад һәрикити рәһбәрлири теһранда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас вә исламий җиһад һәрикити, исраилийә билән өткүзүлүватқан васитилик сөһбәтләрниң мувәппәқийәтлик болуши үчүн, сәргәрданларға айланған ғәззәликләрниң өйлиригә қайтишни өз ичигә алған төт түрлүк шәртниң һазирлиниши керәкликини оттуриға қойди.

һамас сийасий бийуроси рәиси исмаил һәниййә билән исламий җиһад һәрикити баш катипи зийад әннәһһалә башчилиқидики вәкилләр өмәклири иранниң пайтәхти теһранда көрүшти.

һамас байанат елан қилип, исраилийә билән өткүзүлидиған һәрқандақ васитилик сөһбәтниң мувәппәқийәтлик болуши үчүн, «ғәззә һуҗумлириниң пүтүнләй тохтиши, ишғалийәтчи күчләрниң у йәрдин чекиниши, сәргәрданлар (ғәззәлик)ниң чоқум өйлиригә қайтиши вә йардәмләрниң үзлүксиз кириши» керәкликини тәкитлиди.

ғәрбий қирғақ (ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи)тики һуҗум билән бастуруп кирип зәрбә беришләр, қуддус вә мәсҗиди әқсадики дәпсәндичиликләр нәзәргә елинғинида, пәләстин хәлқиниң исраилийә билән биваситә вә очуқ тоқунуш һалитидә икәнлики тәкитләнгән байанатта, бу районларниң һәммисидә һәр хил қаршилиқ усуллирини қоллинишниң зөрүрийити тәкитләнди.

байанатта, ислам үммити исраилийә садир қиливатқан қирғинчилиқларға болған ғәзипини намайан қилишқа вә қанунлуқ йоллар арқилиқ қаршилиқини ипадиләшкә чақирилди.

байанатта йәнә, ғәззәгә алақидар хәлқниң ирадисигә қарши йеңи вәзийәт йаритишни мәқсәт қилған пилан вә түрләрниң рәт қилинидиғанлиқи оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر