байдин русийәгә һәйвә көрсәтти

америка пирезиденти җо байдин русийәдә «җасуслуқ» қилиш билән әйиблинип тутқун қилинған америкалиқ журналист еван гершкович қолға елинғанлиқиниң биринчи хатирә йилида москваға һәйвә көрсәтти.

2122438
байдин русийәгә һәйвә көрсәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент җо байдин вал кочиси гезити мухбири гершковичниң «җасуслуқ билән шуғуллиниш» билән әйиблинип русийәдә тутуп турулуватқанлиқиниң биринчи хатирә йилида йазма байанат елан қилип, русийә һөкүмитини америкалиқларни «сода қорали» қилип ишлитишкә урунуватқанлиқини илгири сүрди.

«америка русийәгә буниң бәдилини төләткүзиду» дегән байдин, гершковични түрмидин чиқирип, америкаға қайтуруп келиш үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрсәткәнликини билдүрди.

америка ташқи ишлар министири антоний блинкенму бу һәқтә йазма байанат елан қилип, русийәниң гершковични наһәқ түрмигә қамап, америкаға қарши сийасий козир қилип ишлитишкә урунғанлиқини оттуриға қойди.

вал кочиси гезитиниң москва ишханисида мухбир болуп ишлигән еван гершкович, 2023-йили 29-март русийә федератсийәсиниң урал райони йекатеринбург шәһиридә җасуслуқ билән шуғулланғанлиқидин гуманлинип қолға елинғаниди.

русийә федератсийәси бихәтәрлик идариси, америка пуқраси гершковичниң «америка һөкүмити үчүн җасуслуқ қилиш» җинайити билән әйиблинип қолға елинғанлиқини, җинайити бекитилгән тәқдирдә, 20 йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкинликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر