әлмалики исираилийәгә һәқиқий бесим қилишни чақириқ қилди

пәләстин ташқи ишлар министири рийад әлмалики йавропаниң пәләстин дөлитини етирап қилиш һәрикитигә «тоғра йөнилиштә бесилған қәдәм» дәп баһа бәрди.

2121832
әлмалики исираилийәгә һәқиқий бесим қилишни чақириқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, әлмаликиниң белгийә ташқи ишлар министири хадҗа лаһбиб билән рамаллаһта көрүшкәнликини билдүрди.

көрүшүштә, исираилийәниң ғәззәдә 7-өктәбир (2023) дин буйан бигунаһ пуқраларға қарши қиливатқан ирқий қирғинчилиқ уруши вә инсаний шәрт-шараитлар музакирә қилинди.

пәләстин ташқи ишлар министири әлмалики белгийәни ғәззәдә дала дохтурханиси қурушқа чақирип: «узун муддәтлик уруш тохтитиш, пәләстин пуқралирини хәлқаралиқ қоғдаш вә инсанпәрвәрлик йардәмлирини бихәтәр һалда йәткүзүш әң муһим мәсилиләр һесаблиниду» деди.

у: «көплигән йавропа дөләтлиридә барлиққа кәлгән <икки дөләт һәл қилиш чарәси> ни капаләткә игә қилидиған, қоғдайдиған вә тоқунушларни сийасий йол билән һәл қилидиған шәкилдә пәләстин дөлитини етирап қилиш һәрикәтлири, пәләстинни етирап қилишта дәрһал қарар чиқириш үчүн тоғра йөнилиштә бесилған қәдәм һесаблиниду» деди.

у ғәззәгә қаритилған урушни вә пуқраларға һуҗум қилишни тохтитишқа, йурт-маканлиридин мәҗбурий көчүрүш сийаситини ахирлаштурушқа, мумкин болған әң қисқа вақит ичидә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүшкә мәҗбурлаш үчүн, исираилийә һөкүмитигә һәқиқий бесим қилиш керәкликини тәкитлиди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر