зеленский мусулман әскәрләргә иптар бәрди

украина пирезиденти володимир зеленский кийевдә армийәдә вәзипә өтәватқан мусулман әскәрләргә берилгән иптар зийапитигә қатнашти.

2120643
зеленский мусулман әскәрләргә иптар бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишхансиниң байанатида билдүрүлишичә, пирезидент володимир зеленский кийеевдә мусулман әскәрләргә берилгән иптар зийапитигә қатнишип муһим сөз қилған.

иптар зийапитигә йәнә, украина сийасәтчилиридин башқа, түркийә, түркмәнистан, пәләстин, өзбекиста, мисир, ливийә, пакистан, һиндонезийә, җәнубий африқа, әзәрбәйҗан, маракәш, судан, қатар, ирақ, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрниң баш әлчилири вә қирим татарлириниң миллий рәһбири мустафа абдулҗәмил қиримоғлуму қатнашти.

пирезидент зеленский иптар зийапитидә, мусулман әскәрләргә мукапат тәқдим қилған вә өткән йили (2023) бир әнәнини башлиғанлиқлирини билдүрди.

у мубарәк рамизанни бирликтә тәбриклигәнликлирини әскәртип: «бүгүн дөлитимизниң сийасий рәһбәрлики, һәрбий қоманданлар, украинадики мусулман хәлқләрниң вәкиллири, қирим татар миллий мәҗлиси вә дипломатик җәмийәтләр биллә. бүгүн бу йәрдә бир йәрдә олтурғанлиқимиздин наһайити хушалмән. иттипақлиқ интайин муһим. болупму һайат, уруш вә һуҗумларниң көләңгиси астида туруватқанда техиму муһим» деди.

у ахирида, дөлитини вә әркинликлирини қоғдаватқан украина армийәсидә вәзипә өтәватқан мусулман әскәрләрниң күришини тәқдирләп, көрсәткән җасарити үчүн тәшәккүр ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر