вуҗич: америка билән әнглийә һуҗумниң йүз беридиғанлиқини биләтти

сербийә пирезиденти александир вуҗич америка билән әнглийә русийәниң пайтәхти москвадики консерт залида йүз бәргән қораллиқ һуҗумни алдин билидиғанлиқини илгири сүрди.

2119234
вуҗич: америка билән әнглийә һуҗумниң йүз беридиғанлиқини биләтти

түркийә авази радийоси хәвири: вуҗич бир мәһәллий телевизийәниң сөһбәт пирограммисида, москвадики консерт залида пуқраларни зәрбә обйекти қилған террорлуқ һуҗуми тоғрисида тохталди؛ у русийә пирезиденти виладимир путин вә русийә хәлқидин һал сориғандин кейин: «биз бир нәччә қетим дегән​​, әмма наһайити аз сандики кишиләр аңлашни, наһайити аз сандики кишиләр ишинишни, наһайити аз сандики кишиләр пакитқа қарашни ойлиған нәрсә, 7-мартта америка (москвадики) әлчиханиси, пуқралирини сода-сетиқ мәркәзлиригә бармаслиққа чақирғандин кейин, әнглийә вә башқилириму шундақ қилди. башқичә ейтқанда бу, уларниң истихбарат тармақлириниң бәзи гәп-сөзләрни тиңшиғанлиқи, учур игилигәнлики вә мушундақ болидиғанлиқини билидиғанлиқидин дерәк бериду» деди.

москвада йүз бәргән вәқәниң мөлчәрләш қийин ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқиға ишарәт қилған сербийә пирезиденти вуҗич, сербийә дөләт бихәтәрлик кеңишини бүгүн йиғин ечишқа чақирди.

йиғин чақиришниң һәр хил сәвәблири барлиқини билдүргән вуҗич, москвадики һуҗумниңму йиғинда музакирә қилинидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

дәсләпки мөлчәрләргә қариғанда, москвадики бир консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 60 адәм қаза қилған, 115 дин артуқ адәм йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر