хәлқара җәмийәт москвада йүз бәргән һуҗумни қаттиқ әйиблиди

хәлқара җәмийәт шиддәтлик террорлуқ һуҗумиға учриған русийәгә арқа-арқидин тәзийә билдүрди.

2119134
хәлқара җәмийәт москвада йүз бәргән һуҗумни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә әмәлдарлирини йеқинқи бир нәччә һәптидин буйан йүз бериш еһтимали болған террорлуқ һуҗумидин агаһландурғанлиқини билдүргән ақсарай һөкүмити, пирезидент җо байдинниң өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқини тәкитләп: «көңлимиз москвадики қорқунчлуқ һуҗумниң қурбанлири билән бирликтә» деди.

америка, әнглийә вә канада һөкүмәтлири пуқралирини консерт қатарлиқ йиғилиш орунлиридин йирақ турушқа чақирғаниди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип һуҗумни қаттиқ әйибләп: «биз бигунаһ зийанкәшликкә учриғучиларниң аилә-тавабиатлиридин, русийә федератсийәси хәлқи вә һөкүмитидин сәмимий һал сораймиз» деди.

фирансийә президенти еммануел макрон русийә хәлқи билән бир сәптә икәнлики тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәпсизлик кеңиши һуҗумға «қәбиһ вә қорқунчақларчә» дәп баһа бәрди.

б д т баш катипи антонио гутерресму һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

германийә ташқи ишлар министирлиқи тәзийә билдүрди вә һуҗумниң пәрдә арқисини тезрәк айдиңлаштурушниң зөрүрийитини оттуриға қойди.

өзбекистан пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, пирезидент шәвкәт мирзийайевниң бу паҗиәлик вәқә мунасивити билән, русийә президенти виладимир путинға чоңқур тәзийә билдүргәнликини уқтурди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас иҗтимаий таратқудики адесида байанат елан қилип: «биз москвадики пуқраларни зәрбә обйекти қилип, нәччә он адәниң өлүми, йәнә нәччә он адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз» деди.

русийә һөкүмити вә хәлқидин «сәмимий һал соралған» байанатта, йариланғанларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келиши тиләнди.

иреландийә, гиретсийә, тунис, исраилийә, йапонийә вә иран қатарлиқ дөләтләрму русийәгә тәзийә билдүрди.

түнүгүн қораллиқ кишиләр русийәниң пайтәхти москвадики крокус шәһәрлик һөкүмәт консерт залиға һуҗум қилип, 40 кишиниң өлүми, 60 нәпириниң йарилиниш әһвали еғир болуп, җәмий 115 кишини йариландурғаниди.

русийә тәкшүрүш комитети болса, москвадики террорлуқ һуҗумида 60 дин артуқ кишиниң қаза қилғанлиқини вә қаза қилғанлар саниниң ешишиниң мумкинликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر